мозамбикта қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип 52 адәм қаза қилди

мозамбикта бир түркүм қораллиқ кишиләр садир қилған һуҗумда 52 адәм җенидин айрилди.

1403409
мозамбикта қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип 52 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мозамбик сақчи идариси байанатчиси орландо мудумане, қораллиқ кишиләрниң кабо делгадо өлкисиниң муидумбе районидики ктакси йезисиға һуҗум қилғанлиқини, һуҗумниң муддиасиниң йезидики йашларни өз сепигә қетивелиш икәнликини, йашларниң буниңға қарши чиқишидин ғәзәпләнгән һуҗумчиларниң 52 адәмни қәтл қилғанлиқини билдүрди.

орландо, хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ кишиләргә зәрбә бериш һәрикити башлиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر