б д т: 36 дөләттә ачарчилиқ баш көтүрүши мумкин

бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа ашлиқ пилан мәһкимисиниң мудири дейвид биаслей, әң начар сенарийәгә асасланғанда, 36 дөләттә ачарчилиқ йүз бериш еһтималиниң барлиқини ейтти.

1403404
б д т: 36 дөләттә ачарчилиқ баш көтүрүши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа ашлиқ пилан мәһкимисиниң мудири дейвид биаслей, дунйаниң нөвәттә пәқәт вухән вируси (ковид – 19) йуқумиғила әмәс, «ачарчилиқ йуқуми»ғиму дуч келиватқанлиқи тоғрисида агаһландуруп, әң начар сенарийәгә асасланғанда, 36 дөләттә ачарчилиқ йүз бериш еһтималиниң барлиқини ейтти.

дейвид биаслей, б д т хәвпсизлик кеңишиниң телевизийә йиғинида, урушлар вә қораллиқ тоқунушлар пәйда қилған ачарчилиқниң пуқраларға көрситидиған тәсири һәққидә учур бәрди.

у, ковид – 19 йуқуми башлиништин бурун, 2020 – йилида иккинчи дунйа урушидин буйанқи әң еғир инсаний киризисниң йүз беридиғанлиқи тоғрисида агаһландурғанлиқини хатирилитип, «нөвәттә пәқәт ковид – 19 йуқумила әмәс, ачарчилиқ апитигиму дуч келиватимиз» деди.

дейвид биаслей, йәмән, сүрийә вә җәнубий судандики урушлардин башқа, шәрқий африқадики чекәткә апити, тәбиий апәтләр вә килимат өзгириши пәйда қилған әһвалларни тилға елип, «бүгүн ковид – 19 йүзидин пәқәт бир дунйави йуқумлуқ кесәлликкила әмәс, шуниң билән бир вақитта, дунйави инсаний киризисқиму дуч келиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

уруш районлиридики милйонлиған кишиләрниң күнсери ачарчилиқ гирдабиға иттириливатқанлиқини тәкитлигән биаслей, «һәр күни кәчтә 821 милйон адәм ач ухлап қалмақта вә аста характерлик ачлиқниң азабини чәкмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر