бүгүн иранда җүмә намизи оқулмайду

иран пайтәхти теһранни өз ичигә алған вухән вируси вәқәлири көрүлгән 23 иштатта җүмә намизиниң оқулмайдиғанлиқи уқтурулди.

1367975
бүгүн иранда җүмә намизи оқулмайду

түркийә авази радийоси хәвири: иран җүмә имамлири сийасәт бәлгиләш кеңиши бүгүн (28-феврал) җүмә намизи оқулмайдиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, теһран, қум, гилан, рәзәви, хорасани, шәрқий әзәрбәйҗан, ғәрби әзәрбәйҗан, һәмәдан, испаһан, мазәндәран, әрдәбил, әлбурз, һузистан, симнан, систан-белучистан, фарс, казвин, күрдистан, кирманшаһ, коһгилуйә-буйәр әһмәт, гүлистан, лористан, һүрмүзган вә йәзд қатарлиқ 23 иштатта җүмә намизи оқулмайдикән.

иранда 31 иштат бар.

иран сәһийә министирлиқиниң аммиви мунасивәт ишлириға мәсул хадими кийануш җиһанпур вухән вируси сәвәбидин 26 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, буниңға мунасивәтлик вәқә саниниң 245 кә чиққанлиқини елан қилған иди.

хитайдин қалсила вухән вирусиға мунасивәтлик вәқә әң көп көрүлүватқан җәнубий корейәдә, вухән вирус тез сүрәттә тарқалмақта.

җәнубий корейәдә бир күндә 505 йеңи вәқә көрүлди. буниң билән, вирус билән йуқумланғанлар сани 700 дин ашти. вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 13 кә йәтти.

йапонийә баш вәзири шинзу аби вухән вирусиниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн башланғуч, оттура вә толуқ оттура мәктәпләрниң дүшәнбә (2020-йили 2-март) күнидин башлап бир ай қойуветилидиғанлиқини ейтти.

йапонийәдә сәккиз киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди.

ирақта вухән вируси билән йуқумланғанларниң сани йәттигә, ливанда үчкә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر