талибан кабулда бомба һуҗуми пәйда қилди

түнүгүн (2-сентәбир) афғанистан пайтәхти кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида 16 киши җенидин айрилди, 119 киши йариланди.

1262622
талибан кабулда бомба һуҗуми пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министири насрат раһими бир аптомобилға қойулған бомбиниң туралғуларға йеқин болған бир җайда партилғанлиқини, әтраптики нурғун өйниң зийанға учриғанлиқини билдүрди.

у шу йәр вақти 21 дин 45 минут (әнқәрә вақти 20:15) өткәндә йүз бәргән бомба һуҗуми нишаниниң, бәзи хәлқаралиқ тәшкилатлар вә меһмансарайлар җайлашқан «грен вилиҗ» (GreenVillage) икәнликини, һуҗумда җенидин айрилғанлар саниниң 16 гә, йариланғанлар саниниң 119 ға чиққанлиқини, җенидин айрилған вә йариланғанларниң көпинчисиниң адәттики пуқралар икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, һуҗум тәййарлиқини қиливатқан бәш террористниң бир тәрәп қилинғанлиқини әскәртип, райондики 400 чәт әлликниң қутқузулғанлиқини билдүрди.

талибан һуҗумға җавабкар болидиғанлиқини вә нишанниң чәт әл күчлири икәнликини җакарлиди.

американиң афғанистандики алаһидә вәкили залмай халилзад һуҗумдин бурун талибан билән өткүзүлүватқан тинчлиқ сөһбәтлиридә пиринсип җәһәттин пикир бирлики һасил қилинғанлиқини билдүргән иди.

халилзад хусусий бир телевизийә қанилида, талибан билән пикир һасил қилинғанлиқини вә келишимниң мәзмунини америка пирезиденти доналд трампниң тәстиқиға сунидиғанлиқлирини ейтқан иди.

келишим рамкисида, американиң 135 күн ичидә афғанистандики бәш һәрбий базида туруватқан 14 миң әскәрдин 5 миңини чекиндүрүши пилан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر