зариф иранниң уруш башлиған тәрәп болмайдиғанлиқини ейтти

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф американи бәсрә боғузида ишәнчсизлик амили болуш билән әйиблиди.

1257260
зариф иранниң уруш башлиған тәрәп болмайдиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф норвегийәни зийарәт қилди.

иран телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, җәвад зариф норвегийәниң пайтәхти ослодики учришишлири даирисидә, ташқи ишлар министири ейни ериксон билән көрүшкән.

у көрүшүштин кейин өткүзүлгән ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида, америка бәсрә боғузида қурушни халайдиған һәрбий бирләшмигә норвегийәниң қатнишидиған йаки қатнашмайдиғанлиқи һәққидики соалға: «америка бәсрә боғузида ишәнчисзликниң амили. қатнаш наһайити зич болған бу районда вәқә йүз беришигә рухсәт қилмаслиқимиз лазим» дәп җаваб бәрди.

у һурмуз боғузида деңиз бихәтәрлики болса, җәбилтариқ боғузидиму болуши керәкликини билдүрүп, деңиз бихәтәрликидә районниң әң муһим күчи икәнликлирини вә бәсрә боғузида һәрбий күчләрниң бихәтәрликкә пайдилиқ әмәсликини әскәртти.

у норвегийә хәлқара мунасивәтләр иниститутида қилған сөзидә, һурмуз боғузиниң йериминиң иран контроллуқида икәнликини, иран болмай туруп, у йәрниң бихәтәрликини әмәлгә ашурғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

у иранниң районда уруш башлиған тәрәп болмайдиғанлиқини, бирақ уруш йүз бәргән әһвалда өзини қоғдайдиғанлиқини қәйт қилди.

у зийарити даирисидә, норвегийә баш министири ерна солберг биләнму көрүшиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر