иран америка һөкүмитини агаһландурди

иран америка һөкүмитини хәлқаралиқ деңиз тәвәликидә әнглийәгә қарашлиқ җәбилтариқ һөкүмити тәрипидин 45 күн тутуп турулғандин кейин қойуп берилгән «1-адрийа дәрйа» нефит парахотиға иғвагәрчилик қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди.

1254652
иран америка һөкүмитини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәви җәбилтариқ алий сотиниң қарари билән қойуп берилгәндин кейин түнүгүн (18-авғуст) деңизда һәрикәт қилған иранниң нефит парахотиға, америка сотиниң мусадирә қилишқа һөкүм қилғанлиқи үстидә тохталди.

у американиң хәлқаралиқ деңиз тәвәликидә нефит парахотини мусадирә қилишқа урунмаслиқ тоғрисида агаһландурулғанлиқини әскәртип: «американиң шивейтсарийәдә турушлуқ әлчиханиси арқилиқ агаһландурдуқ. бундақ һәрикәт хәлқаралиқ деңизлардики қатнаш бихәтәрликигә тәһдит салиду» деди.

у парахотқа иғвагәрчилик қилишниң йаман ақивәтләрни пәйда қилидиғанлиқиниму әскәртти.

у, иран 2019-йили 19-ийул хәлқаралиқ деңизчилиқ қаидәлиригә риайә қилмиғанлиқини илгири сүрүп, мусадирә қилған әнглийә нефит парахотиниң қойуп берилидиған йаки қойуп берилмәйдиғанлиқи һәққидики соалға: «бу мәсилидә сотниң қарарини сақлишимиз керәк» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر