сүрийә йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

түркийә, русийә, иран, бәшшар әсәд һакимийити вә сүрийә өктичи һәйәтлири чақирған 13-қетимлиқ сүрийә йиғини қазақистан пайтәхти нурсултанда өткүзүлди.

1246908
сүрийә йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, русийә вә иран 13-қетимлиқ капаләтчи дөләтләр йиғинида, идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида пуқраларниң өлүминиң алдини елиш вә капаләтчи дөләтләрниң һәрбий хадимлириниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн конкрет тәдбирләрни йолға қойушта келишим һасил қилди.

тәрәпләр қазақистан пайтәхти нурсултанда ечилған йиғинниң иккинчи күнидә, хитабнаминиң мәзмунида келишиш үчүн икки тәрәплик вә үч тәрәплик йиғинларни уйуштурди.

қазақистан муавин ташқи ишлар министири роман василенко, түркийә, русийә, иран, бәшшар әсәд һакимийити вә өктичиләрниң һәйити бир йәргә җәм болған асаслиқ йиғинда, йиғинниң йепилиш хитабнамисини оқуди.

хитабнамидә, тәрәпләрниң сүрийәниң земин пүтүнлүки, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиға һөрмәт қилидиғанлиқлирини алаһидә тәкитләп, даешқа, нусра алдинқи сепиға вә б д т хәвпсизлик кеңишиниң тизимликигә киргүзүлгән кишиләргә қарши күрәшниң давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди. бу мәнидин ейтқанда, голан егизликлириниң ишғалини рәт қилған тәрәпләр, б д т хәвпсизлик кеңишиниң 497-номурлуқ қарарини асас қилған һалда мунасивәтлик барлиқ хәлқаралиқ қарарларға һөрмәт қилиниши керәкликини тәкитлиди.

хитабнамидә, сүрийәниң шәрқий шималиниң вәзийитиму тилға елинди. райондики бихәтәрлик вә муқимлиқниң, пәқәт сүрийәниң игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилғандила андин әмәлгә ашидиғанлиқи әскәртилди.

қошна дөләтләрниң дөләт бихәтәрликини нишан қилған бөлгүнчи һәрикәтләргә қарши ортақ позитсийә намайан қилинидиғанлиқи билдүрүлгән хитабнамидә, сүрийә ихтилапиға һәрбий чариниң карға кәлмәйдиғанлиқи вә б д т ниң назарити астидики сийасий өткүнчи басқучқа бойсунуш алаһидә тәкитләнди.

хитабнаминиң ахирида, хәлқаралиқ җәмийәткә, болупму б д т ға, сүрийәгә қилиниватқан йардәмни көпәйтишни чақириқ қилип, кейинки қетимлиқ капаләтчи дөләтләр йиғининиң өктәбир ейида нурсултанда өткүзүлидиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر