җәнубий африқа армийәси: мусулман айал әскәрләрниң йағлиқ чигишигә рухсәт қилиниду

җәнубий африқа дөләт мудапиә қисимлири қоманданлиқи, армийә сепидики мусулман айалларниң йағлиқ чигишигә рухсәт қилинидиғанлиқини елан қилди.

1238549
җәнубий африқа армийәси: мусулман айал әскәрләрниң йағлиқ чигишигә рухсәт қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа таратқулириниң хәвәр қилишичә, җәнубий африқа дөләт мудапиә қисимлири қоманданлиқи, җәнубий африқа мусулман әдлийә кеңиши билән сөһбәт өткүзгәндин кейин, армийә сепидики мусулман айалларниң йағлиқ чигишини әркин қойуветишни қарар қилған.

мудапиә қисимлири қоманданлиқиниң омумий диний ишларға мәсул әмәлдари монвабиси андрев җамангиле, мусулман айалларниң һәрбийчә кийим – кечәк бәлгилимисигә мувапиқ келидиған шәкилдә йағлиқ чигишигә рухсәт қилғанлиқлирини билдүрүп: «җәнубий африқа дөләт мудапиә қисимлири қоманданлиқи, мусулман айалларниң йағлиқ чигиши вә мушуниңға охшаш мәсилиләрни көздә тутутидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди» деди.

җәнубий африқа дөләт мудапиә қисимлири қоманданлиқи билән җәнубий африқа мусулман әдлийә кеңиши бирликтә чиқарған бу қарар мунасивәтлик министирликниң мақуллишидин кейин иҗра қилиниду.

җәнубий африқа армийәсидә 10 йилдин артуқ вақиттин буйан хизмәт қиливатқан миңбеши фатима исаакс өткән һәптә шәпкисиниң астиға йағлиқ чәгкәнлики үчүн, интизам җазасиға дуч кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر