трамп: афғанистандин әскәр чекиндүрүш җәһәттә әндишилирим бар

америка пирезиденти доналд трамп, америка әскәрлириниң афғанистандин чекиниши мәсилисидә әндишә қилидиған нуқтилириниң барлиқини ейтти.

1228791
трамп: афғанистандин әскәр чекиндүрүш җәһәттә әндишилирим бар

түркийә авази радийоси хәвири: трамп америка фокс хәвәрләр қанили билән өткүзгән сөһбити җәрйанида, афғанистандики америка әскәрлирини чекиндүрүш пиланини иҗра қилишқа тосалғу болидиған бир қатар мәсилиләрниң барлиқини әскәртти.

бурунқиға охшашла бу қетимму афғанистандики америка әскәрлирини чекиндүрүшни ойлишиватқанлиқини тилға алған трамп, «әскәрлиримизни чекиндүрүшни халаймән, бирақ (чекиништин илгири) у йәрдә наһайити күчлүк бир истихбарат қалдуримән» дегәнләрни қәйт қилди.

«у йәрдә йошунурушқа болидиған нурғун җай бар. (у йәр) террорчиларға нисбәтән гойа бир тәҗрибихана. мән у йәрни террорчиларниң харварди дәймән» дегән трамп, афғанистандин тәййарлиқларни толуқ қилмай туруп чиқип кетилгән тәқдирдә, дөләттә «террорчи унсурлар» ниң күчийип америкиға һуҗум қилиш земиниға игә болушидин әндишә қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени рәһбәрликидики һөкүмәткә нисбәтән еғир хәвп пәйда қиливатқан талибан тәшкилати һазирму дөләтниң көплигән районлирида һөкүм сүрмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر