америка иранни агаһландурди

америка иранни чәктин артуқ қойуқландурулған уран ишләпчиқармаслиқ тоғрисида агаһландурди.

1220508
америка иранни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири иранни йадро келишимидики уран ишләпчиқиришқа мунасивәтлик маддиға хилаплиқ қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди.

америка қошма иштатлири министирлиқи байанатчиси морган ортагус күндилик вақипландуруш йиғинида, теһран һөкүмитиниң уран ишләпчиқириш миқдарини ашуридиғанлиқи тоғрулуқ байанат беришигә мунасивәтлик соралған соалға җаваб берип, иранниң бу байанатиниң «тәһдит»икәнликини ейтти.

байанатчи ортагус мунуларни байан қилди: «пирезидент доналд трамп бу сәвәбтин иран билән һасил қилинған йадро келишиминиң орниға йеңи вә техиму йахши бир келишим түзүш лазимлиқини дәп келиватиду, биз иранниң йадро қораллири ишләпчиқиришиға қарап турмаймиз, навада иран һөкүмити йадро қораллири ишләпчиқиришқа тутуш қилса, америка һөкүмити тегишлик тәдбирләрни алиду.»

иран атом енергийәси идариси байанатчиси бәһруз кәмалвәнди, 10 күндин кейин қойуқландурулған уран записиниң 300 килогирамдин ашидиғанлиқини билдүрүп, бу миқдарниң йадро келишимидә көрситилгән уран ишләпчиқириш миқдаридин йуқири икәнликини ейтти.

2015-йили һасил қилинған йадро келишимигә көрә, теһран һөкүмити қойуқландурулған уран миқдари 300 килогирамдин ашқан тәқдирдә буларни чәт әлгә йөткәшкә мәҗбур икән.

иран пирезиденти һәсән руһани 8-майда байанат бәргәндә, американиң иранға қаратқан ембарголириға қарши 60 күн ичидә иранниң йадро келишимидики мәнпәәтлири муһапизәт қилинмиған әһвалда қойуқландурулған уран миқдариниң ашурулидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر