америка бәһрәйиндә чақирилидиған йиғиниға сираилийәни чақирмаслиқни қарар қилди

америка қошма иштатлириниң қоллап – қуввәтлиши билән бәһрәйнниң пайтәхти манамада чақирилидиған иқтисад йиғиниға исраилийәниң чақирилмайдиғанлиқи билдүрүлди.

1220402
америка бәһрәйиндә чақирилидиған йиғиниға сираилийәни чақирмаслиқни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң «қанал 13» телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, америка даирилири 25-, 26 – ийун күнлири манамада чақирилидиған пәләстин темилиқ иқтисад мунбири йиғиниға исраилийәлик әмәлдарларни чақирмаслиқни қарар қилған.

ақсарайдики исми ашкариланмиған бир әмәлдарни мәнбә қилған хәвәрдә, бу қарарниң йиғинни «сийасийлаштурмаслиқ» үчүн чиқирилғанлиқи билдүрүлди.

хәвәр тоғрисида исраилийә даирилири һазирғичә һечқандақ байанат бәрмиди.

исраилийә ташқи ишлар министири йисраел катз алдинқи күни байанат берип, дөлитиниң бәһрәйндики йиғинға қатнишидиғанлиқини билдүргәниди.

пәләстин даирилири болса, америкиниң исраилийә – пәләстин мәсилисини һәл қилиш тоғрисидики қачан елан қилинидиғанлиқи ениқ болмиған «йүз йилниң келишими» пиланиниң биринчи қәдими һесаблинидиған «байашатлиқ үчүн тинчлиқ» намлиқ иқтисад йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән вә бу йәргә тәклип қилиниши күтүлүватқан дөләтләрни йиғинни байқут қилишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر