суданда уғдуруветилгән рәһбәр «гуманлиқ байлиқ топлаш» билән әйибләнди

суданда һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ ағдуруветилгән рәһбәр өмәр әлбәшир «гуманлиқ байлиқ топлаш» билән әйибләнди.

1218761
суданда уғдуруветилгән рәһбәр «гуманлиқ байлиқ топлаш» билән әйибләнди

түркийә авази радийоси хәвири: суданниң рәсмий хәвәр агентлиқи (SUNA)  ниң  судан баш тәптиш мәһкимисиниң бир әмәлдарини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ ағдуруветилгән рәһбәр өмәр әлбәширни тәкшүрүш ишлири тамамланған, баш тәптиш мәһкимиси әлбәширни «гуманлиқ байлиқ топлаш, чәт әл пуллирини сақлаш вә җиддий һаләт қарарлирини чиқириш» җинайәтлирини садир қилиш билән әйиблигән.

судан баш тәптиш мәһкимиси май ейидиму әлбәшир вә шу дәврниң бәзи шәхслирини «намайишчиларни өлтүрүш җинайитигә тәшвиқ һәм иштирак қилиш» билән әйиблигәниди.

дөләттә 2018 – йили 19 – декабир күни иқтисадий киризис сәвәбидин башланған намайишларниң чақмақ тезликидә  һөкүмәткә қарши һәрикәтләргә айлинип кетишидин кейин, 11 – апрел күни судан армийәси һакимийәтни өткүзүвалғанлиқини җакарлиған, шуниң билән, 30  йиллиқ өмәр әлбәшир дәври ахирлашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر