трамп мексика билән түзүлгән келишимни ашкарилап қойди

америка пирезиденти доналд трамп мексика билән түзгән көч келишиминиң тәпсилий мәзмунини хата һалда ашкарилап қойди.

1217428
трамп мексика билән түзүлгән келишимни ашкарилап қойди
trump meksika anlasma1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп мексика билән мәхпий көч келишими түзгәнликлирини елан қилди, бирақ ақсарай келишимниң тәпсилий мәзмуниға мунасивәтлик мәлумат беришни рәт қилди.

пирезидент трамп мексика келишим түзүшни рәт қилғандин кейин мухбирларға байанат берип, келишим шәртлири йезилған һөҗҗәтни мухбирларға көрсәтти.

вашингтон почтиси гезити (Washington Post) елан қилған хәвәрдә, мәзкур гезитниң фотограф мухбири җейбин ботсфорд (Jabin Botsford) тартқан фотографта, келишимгә мунасивәтлик учурлар вә қойулған имзалар көрүнүп қалди.

һөҗҗәттә, америкадин панаһлиқ тилигән оттура латин америкалиқларниң илтимаслириға қарап чиқилғанлиқи, уларниң мексикада турғузулидиғанлиқи вә мексикарниң бихәтәр үчинчи дөләт салаһийитигә еришидиғанлиқи тоғрисидики мәзмунларниң барлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر