германийәдә ирқчилиққа қарши кәң көләмлик йиғилиш өткүзүлди

германийәдә йавропада баш көтүргән ирқчилиқ хаһишиға қарши кәң көләмлик йиғилиш өткүзүлди.

1204116
германийәдә ирқчилиққа қарши кәң көләмлик йиғилиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә 26-майда өткүзүлидиған йавропа парламент сайламлириға бир һәптә қалғанда йавропада баш көтүргән ирқчилиқ хаһишиға қарши йиғилиш өткүзүлди.

нурғун аммиви тәшкилат тәрипидин «йавропа һәммимизниң»нами астида тәшкилләнгән йиғилиш, пайтәхт берлиндин сирт көһлин, леипзиг, мийунхин, һамбург вә стутгарт қатарлиқ шәһәрләрдә өткүзүлди.

берлинда «натсистларға қарши туруш вә парчиланмас йавропа»хәтлири йезилған лозункиларни көтүрүвалған намайишчилар, йавропада ирқчилиққа орун йоқ икәнликини билдүрүшти.

бу қетимқи йиғилишқа 20миң адәмниң қатнашқанлиқи билдүрүлди.

йиғилишта йавропа парламент сайламлирида ашқунларға вә аммапәрәст партийәләргә аваз бәрмәсликкә чақирилип мунулар байан қилинди: «йавропада ирқчилиқ, айримчилиқ, ислам вә йәһудий дүшмәнлики қатарлиқ начар илләтләргә орун йоқ. кишилик һәқ-һоқуқлири әмәлийәттә аз санлиқларниң һәқ-һоқуқлиридур.»

көһлинниң бәш районида елип берилған йиғилишларға тәхминән 25 миң киши қатнашқан болуп, улар рен нәһри бойидики дийутз верфт мәйданиға йиғилди.

намайишчилар «йавропа бирлишәйли, ирқчилиққа қарши авазимизни йуқири көтүрәйли, ирқчилиққа майил болмайли»дегән хәтләр йезилған лозункиларни есишти.  

германийә ташқи ишлар министири һейко масму твиттер адресида йазған учурида, йиғилишларға нурғун адәмниң аваз қошушиниң йахши әһвал икәнликини билдүрүп: пуқралиримизниң бу паалийитидин хушал болдуқ, биз бир нәччә кишиниң әмәс көп санлиқниң йавропасини, бир-биригә қарши болғанларниң әмәс баравәрликниң йавропасини арзу қилимиз. буни 26-майдики сайламда толуқ намайән қилишимиз керәк, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر