австрийәдә ирқчиларға қарши намайиш өткүзүлди

австрийәдә ирқчилардин тәшкил тапқан бир тәшкилатқа қарши намайиш өткүзүлди.

1182904
австрийәдә ирқчиларға қарши намайиш өткүзүлди

түркийә аваз радийоси хәвири: австрийәниң пайтәхти вийанада ирқчи килимчиләр һәрикити тәрипидин өткүзүлгән намайишқа қарши намайиш елип берилди.

әдлийә министирлиқи бинаси алдиға йиғилған көчмән вә мусулманларға қарши кишиләрдин тәшкил тапқан ирқчи кимликчиләр һәрикитигә қарши, 2000миңға йеқин киши вийана университети алдиға йиғилип, «ирқчилиққа қарши қозғилиңлар, натсистларға қаршимиз, ирқчилиқ вә фашизмға қарши мүрини-мүригә тирәп адаққичә күрәш қилимиз»дегән мәзмунда шоар товлашти.

намайишни уйуштурған линксенде намлиқ аммиви тәшкилатқа вакалитән сөз қилған карин вилфлиңседер, фашизм вә ирқчилиққа қарши туруш үчүн намайиш өткүзгәнликлирини ейтти.

йазғучи вә сийасәт пәнлири тәтқиқатчиси ишрага мустапа, ирқчилиқ сийасәтлириниң йавропада йеңи һадисә әмәсликини әскәртип, ашқун ирқчи австрийә әркинлик партийәсиниң мусулман вә көчмәнләргә қаратқан ирқчилиқ сийасәтлирини тәнқид қилди.

мустапа ирқчиларниң мусулман вә қаратәнликләрни һуҗум нишани қилип келиватқанлиқини ейтип: дунйаниң һечқандақ йеридә қанунсиз инсан йоқтур, мусапирларни қанунсиз елан қилиш болса  пүтүнләй инсанийлиқтин халий өчмәнликкә толған хаһишниң ипадисидур, деди.

намайишта сөзлигүчиләрниң сөзлири түгигәндин кейин намайишчилар, ирқчи кимликчиләр һәрикити әзалири йиғилған әдлийә министирлиқи бинасиға қарап маңди.

ирқчи кимликчиләр һәрикити байанатчиси мартин селлер наһайити аз киши қатнашқан бу қетимқи намайишта, һакимийәт бешидики хәлқ партийәсиниң, ирқчи кимликчиләр һәрикитини тақиветишкә урунуп келиватқанлиқини ейтти.

бихәтәрлик тәдбирлири елинған бу намайишта, ирқчи кимликчиләр һәрикити әзалириниң қутратқулуқ қилмишлири түпәйли, сақчилар билән намайишчилар оттурисида сүркилиш келип чиқти.


خەتكۈچ: #ирқчилиқ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر