аббас: трампниң қарари қанунлуқ әмәс

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң «голан егизлики» гә алақидар қарариниң қанунлуқ әмәсликини ейтти.

1170551
аббас: трампниң қарари қанунлуқ әмәс

түркийә авази радийоси хәвири:  пәләстин рәсмий хәвәр агентлиқи (WAFA) ниң хәвәр қилишичә, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, «<голан егизлики> ни исраилийәниң игилик һоқуқиға тәвә дәп рәсмий етирап қилиш» қарарнамисини имзалишиға наразилиқ билдүрүп һәм бу қарарниң қанунлуқ әмәсликини тәкитләп мундақ дегән: «пәләстинниң қуддустики игилик һоқуқиға зийан йәткүзидиған, йаки һәрқандақ бир әрәб земинини тартивелиш нишан қилинған һечқандақ бир қарар қанунлуқ әмәстур. әрәб – исраилийә тоқунуши мәсилисигә мунасивәтлик һәрқандақ бир қәдәмни қанунлаштурушниң бирдинбир йоли, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вә әрәб тинчлиқ һәрикитиниң қарарлириға риайә қилиштин өтиду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, уда 52 йилдин буйан исраилийәниң ишғалийити астидики «голан егизлики» ниң игилик һоқуқиниң исраилийәгә аит икәнлики мәзмун қилинған пирезидент қарарнамисини түнүгүн имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر