йеңи зеландийә дөләт телевизийәси җүмә әзанини биваситә тарқатти

йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики алнур вә линвуд җамәлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн йеңи зеландийәниң барлиқ шәһәрлиридә хатириләш паалийити өткүзүлди.

1168513
йеңи зеландийә дөләт телевизийәси җүмә әзанини биваситә тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики икки җамәдә 50 адәмниң һайатидин айрилишини вә 50 адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумидин кейинки тунҗи җүмә күни мусулманларға һәмдәм болуш үчүн, дөләт игиликидики йеңи зеландийә радийоси вә йеңи зеландийә телевизийәси җүмә намизи әзинини нәқ мәйдандин биваситә улап тарқатти.

йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридики алнур вә линвуд җамәлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн йеңи зеландийәниң барлиқ шәһәрлиридә хатириләш паалийити өткүзүлди.

йеңи зеландийә дөләт телевизийә қанили – TVNZ вә RNZ тәрипидин биваситә тарқитилған мурасимларда җүмә намизи әзиниму биваситә тарқитилди. әзандин кейин террорлуқ һуҗуми қурбанлириға һөрмәт билдүрүп 2 минут сүкүттә турулди.

террорлуқ һуҗумидин кейин сөзлири, йолға қойған тәдбирлири вә террор қурбани мусулман пуқралириға қилған йахши муамилилири билән башқиларниң йуқири баһасиға еришкән йеңи зеландийә баш министири җасинда ардерн, кристчорчниң һаглей бағчисида өтәлгән җүмә намизиға қатнашти.

намаздин илгиридики қисқа сөзини бир һәдис билән башлиған җасинда ардерн, «муһәммәд пәйғәмбәр дедики, <өзара меһри – шәпқәт, мәрһәмәт вә һесдашлиқ қилиш билән инсанлар бир бәдәнгә охшайду. бәдәнниң һәрқандақ бир йери ағриса, пүтүн бәдән ағриқ һес қилиду> йеңи зеландийә силәр билән биргидур. мусибәттә бир бирмиз» дегәнләрни қәйт қилди.

линвуд җамәси имами алаби ләтиф зируллаһ тәрипидин оқулған әзандин кейин хутбә оқуған алнур җамәси имами гамал фуда, баш министир җасинда ардерн, һөкүмәт вә йеңи зеландийәликләргә өзлири билән һәмнәпәс болғанлиқи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.

террорниң рәңги, дини вә ирқи болмайдиғанлиқини тәкитлигән фуда, «йеңи зеландийәниң йеңилмәс икәнликини намайан қилдуқ. дунйа биздә сөйгү вә бирликниң үлгисини көрәлиди. дилимиз сунуқ, бирақ биз сунуп кәтмидуқ (йеңилмидуқ)» деди.

дөләт миқйасида өткүзүлгән мурасимларда баш министир җасинда ардернниң чақириқиға асасән, көп санда йеңи зеландийәлик айал символ характерлик йағлиқ артип мусулманлар билән һәмнәпәс икәнликини намайан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر