CENTCOM ниң қомандани вотел даеш тоғрисидики соалларға җаваб бәрди

америка армийәси мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң қомандани җосеф вотел даеш вә зораванлиқни йақилайдиған ашқунларға қарши күрәшниң ахирлишишиға көп вақит кетидиғанлиқини ейтти.

1159409
CENTCOM ниң қомандани вотел даеш тоғрисидики соалларға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: қомандан җосеф вотел америка армийәси африқа қоманданлиқ иштаби (AFRICOM) ниң қомандани томас волдхавсер (Thomas Waldhauser ), хәлқаралиқ хәвпсизликкә мәсул министирлиқиниң муавин мәслиһәтчиси кәсрин вилбаргер (Kathryn Wheelbarger) вә америка авам палатасиниң қораллиқ хизмәтләр комитетиниң соаллириға җаваб бәрди.

у ирақ билән сүрийәдики даешқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләр үстидә тохтилип, террорлуқ тәшкилати даешниң қолидики земинларниң көп қисминиң қайтурувелинғанлиқини, бирақ күрәшниң давамлишиватқанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«террорлуқ тәшкилати даеш бир вақитқичә контрол қилған 88 миң кивадрат километирлиқ земин 2.5 кивадрат километирға чүшүрүлди. пәйда болған хәлипиликниң қолидики земинларни азайтиш чоң мувәппәқийәт, бирақ даеш вә зораванлиқни йақилайдиған ашқунларға қарши күрәшниң ахирлишишиға техи узун вақит бар, мәқситимиз охшаш давам қиливатиду.»

у террорлуқ тәшкилати даеш әзалириниң қолидики ахирқи йеза багозда тәслим болғанлиқини хатириләткән һалда, буниң даешчиларниң аилилирини вә уруш қабилийитини қоғдап қелиш үчүн қилған қарар икәнликини әскәртти.

у җәң мәйданидики америка әскәрлириниң, қолға чүшкән даешчиларда һазирғичә пушайманлиқ аламитиниң көрүлмигәнликини көзәткәнликини билдүрди.

у пирезидент трампниң пәрмани бойичә сүрийәдин чекиниш мусаписини давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртип: «мәнпәәтлиримизни қоғдаш вә сүрийәдики мәқситимиз бойичә муәййән санда һәрбий күч қалдуримиз» деди.

у пирезидент трампниң афғанистанға қаратқан җәнубий асийа истратегийәсиниң давамлишидиғанлиқидин бешарәт берип, американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзадниң талибан билән көрүшүшидә илгириләш һасил қилиш үчүн йол тепилғанлиқини қәйт қилди.

у талибан билән мурәссә һасил болған тәқдирдиму, американиң афғанистанда террорлуқ тәшкилатлириға қарши өз алдиға қилидиған һуҗумлирини давамлаштуридиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«талибан билән афғанистан ислам җумһурийити оттурисидики мурәссәниң мәқситигә қарап тоғра илгирилиши үчүн, техи қилишқа тегишлик көп ишлар бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر