қәндиһарда су апити йүз бәрди

афғанистанниң җәнубиға җайлашқан қәндиһар вилайитидә су апити йүз берип, 12 адәм җенидин айрилди.

1155746
қәндиһарда су апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: қәндиһар валийлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, вилайәт миқйасида бир қанчә күндин буйан уда давамлашқан шиддәтлик һөл – йеғинниң су апити пәйда қилғанлиқини, апәттә 12 адәм җенидин айрилғанлиқини, 18 адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

мәзкур апәтниң 575 өй – маканниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқарғанлиқи әскәртилгән байанатта, йүзләрчә кишиниң тик учар айропиланлар билән бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.

валийлиқ мәһкимисиниң байанатида йәнә, йүзләрчә мал – чарвиниң өлүмигә сәвәб болған апәт түпәйли бәзи йеза йоллирида қатнашниң тохтап кәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر