салвадордики сайламда теги пәләстинлик болған найиб буқәлә утуп чиқти

салвадорда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида теги пәләстинлик болған найиб буқәлә %54 авазға еришип утуп чиқти.

1138057
салвадордики сайламда теги пәләстинлик болған найиб буқәлә утуп чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: оттура америка дөлити салвадорда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида теги пәләстинлик болған найиб буқәлә утуп чиқти.

алий сайлам комитети, 4 намзат риқабәтләшкән сайламда мәмликәтлик бирлик үчүн бүйүк иттипақ бирләшмиси намзати буқәләниң  54% авазға еришкәнликини уқтурди.

сайламда җумһурийәтчиләр иттипақи партийәсиниң намзати карлос каллерҗас тәхминән %32 авазға еришип иккинчи, һакимийәт бешидики мәмликәтлик әркин партийәсиниң башлиқи һуго мартинез %14 авазға еришип үчинчи болди.

вамос һәрикити намзати карханчи җосус алварадор болса %1 авазғиму еришәлмиди.

буқәлә сайламниң тунҗи басқучидила йетәрлик авазға еришкәнлики үчүн, бу йил мартта өткүзүлүши пиланланған сайлам өткүзүлмәйдикән.

сайламда мустәқилчилар иттипақи намзати буқәләниң утуп чиқиши, салвадорни 25 йилдин буйан башқуруп келиватқан икки партийәниң һакимийәтни қолдин берип қойушиниң бишарити дәп қаралмақта.

6 милйон 500 миң нопуси болған алвадорда, нопусниң үчтә бири намратлиқ ичидә йашайду. турмуш шараитиниң қийинлиқи түпәйли йурт-маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болған йүз миңларчә адәм, башқа оттура америка пуқралириму болған көчмәнләр карвиниға қошулуп америка чеграсиға қарап йолға чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر