америка авам палатаси трампқа мәктуп әвәтти

америка авам паталасиниң рәиси нәнси пелоси пирезидент доналд трампқа конгрәдә сөзләшни пилан қилған хәлққә хитаб қилиш нутқини, һөкүмәт тақалған болуши сәвәблик 29-йанварға кечиктүрүшни тәләп қилип мәктуп әвәтти.

1127572
америка авам палатаси трампқа мәктуп әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси хәлққә хитаб қилиш нутуқини кечиктүрүшни тәләп қилип, пирезидент трампқа мәктуп әвәтти. у мәктубида мундақ деди:

«1977 малийә йили башланғандин тартип, һечқандақ хәлққә хитаб қилиш нутқи һөкүмәт тақалған вақитта сөзләнмиди.»

у америка ички бихәтәрлик министири кирстҗен нийелсниң 2018-йил сентәбир сөзләнгән хәлққә хитаб қилиш нутқини «алаһидә дөләт хәвпсизлики паалийәтлири» дәп атиғанлиқини әскәртип, бу хилдики паалийәтләрниң бихәтәрликини сақлаш үчүн нурғун орунларниң бир йәргә җәм болуп, узун вақит тәпсилий тәкшүрүп-тәтқиқ қилиши керәкликини билдүрди.

у мәзкур паалийәтниң бихәтәрликиниң кординатсийәсини, пиланини вә әң чоң мәсулийитини өз үстигә алған федератсийә агентлиқиниң, федератсийә тәкшүрүш идариси икәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«бирақ, һәм америка федератсийә тәкшүрүш идариси һәмдә ички бихәтәрлик министирлиқи һөкүмәт тақалғанлиқи үчүн 26 күндин буйан фонд алалмайватиду. муһим органларниң пут-қоли һәқсиз рухсәтләр сәвәбидин бағлинип қалди.»

нәнси пелоси мәктубини төвәндики сөзлири билән ахирлаштурди:

«әпсусланған һалда шуни дәймәнки, бихәтәрлик әндишәлирини көз алдида тутқанда вә һөкүмәт бу һәптә ечилмиса, хәлққә хитаб қилиш нутқини һөкүмәт ечилғандин кейинки мувапиқ бир вақитта сөзләшни бирликтә қарар қилишимизни, йаки 29-йанвар конгрәгә йазма шәкилдә әвәтишиңизни тәклип қилимән.»

йәнә бир тәрәптин, «политико» (Politico) намлиқ интернет бетидә, америкадики җумһурийәтчи вә демократ палата әзалириниң пирезидент трампқа мәктуп әвәтип, әгәр һөкүмәтни ачса чегра бихәтәрлики пиланини униң билән музакирә қилишқа тәййар икәнликлирини билдүридиғанлиқи илгири сүрүлди.

мәктупта, һөкүмәтниң үч һәптә ечилиши вә мәсилиләрни музакирә қилиш тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر