бирйусселда муһит қоғдиғучилар намайиш өткүзди

белгийә пайтәхти бирйусселда онмиңларчә кишиниң қатнишиши астида муһит булғинишиға қарши намайиш өткүзүлди.

1099196
бирйусселда муһит қоғдиғучилар намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи вә натоға охшаш хәлқаралиқ органлар җайлашқан бирйусселда, онмиңларчә муһит қоғдиғучи килимат сийасәтлиригә наразилиқ билдүрди.

 онмиңларчә киши охшимиған иҗтимаий тәшкилатлар вә муһит қоғдаш тәшкилатлири уйуштурған «муһитқа игә чиқ» намидики намайиш даирисидә, бирйусселниң шималий пойиз истансиси алдиға топланди.  шәһәрниң асаслиқ чоң йолидин шәһәр мәркизигә қарап маңған намайишчилар, йавропа иттипақи органлириниң алдидин өтүп, 50-йил бағчисида  йүрүшини ахирлаштурди.

велиспит мингән бир топ намайишчиму охшимиған йоллар арқилиқ охшаш нуқтиға йетип кәлди.

белгийә һөкүмитиниң килимат сийасәтлирини тәнқид қилған намайишчилар, һөкүмәтни 2030-йилиғичә сара гази қойуп бериш миқдарини %55 чүшүрүшкә чақирди.

һәр хил рәңдар кийим-кечәкләрни кийивалған намайишчилар, «башқа дунйа йоқ», «адил килимат сийасәтлирини тәләп қилимиз», «дунйани қутқузувалайли» дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүрди.

намайиш сәвәбидин бирйуссел шәһириниң охшимиған җайлирида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди. шәһәр мәркизидики бәзи йолларда қатнаш тохтитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر