сәуди әрәбистан падишаһиниң иниси шаһзадә әһмәд дөлитигә қайтти

сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизниң әнглийәниң пайтәхти лондонда йашайдиған қериндиши шаһзадә әһмәд бин абдуләзиз дөлитигә қайтти.

1079623
сәуди әрәбистан падишаһиниң иниси шаһзадә әһмәд дөлитигә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизниң әнглийәниң пайтәхти лондонда йашайдиған қериндиши шаһзадә әһмәд бин абдуләзиз, журналист җәмал қашиқҗи (хашиқҗи) ниң дөлитиниң истанбулдики консулханисида өлтүрүлүши билән оттуриға чиққан киризистин кейин дөлитигә қайтти.

нйу йорк вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, падишаһ сәлманниң әң ахирқи һайат қериндиши шаһзадә әһмәд, дәм елиш күнлирини өткүзүватқан лондондин рийадқа қайтқан.

шаһзадә әһмәдниң қайтишиға, қашиқҗиниң өлтүрүлүшидә рол ойниған болуш еһтималлиқи түпәйли хәлқараниң наразилиқиға дуч кәлгән падишаһ сәлманниң оғли, тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң нопузини тәңшәш йолида ташланған бир қәдәм болуши мумкин, дәп қаралмақта.

падишаһ абдуләзизниң һуссә бинт әһмәд әссудәйридин болған 7 оғул пәрзәнтиниң ахирқиси болған шаһзадә әһмәд, падишаһ аилисидики нопузи күчлүк кишиләрниң бири болуп, йәттә бир туғқан ичидики тәхткә олтурмиған бирдинбир шаһзадидур.

сәуди әрәбистанниң варислиқ әнәниси бойичә, тәхт варислиқи йаш җәһәттики пәрқигә асасән чоңдин кичиккә давамлишиду, бирақ падишаһ сәлманниң оғли муһәммәд бин сәлман падишаһлиқ тарихида тунҗи қетим тәхт вариси шаһзадә, дәп елан қилинған вә әмәлий җәһәттин падишаһлиқни өз алдиға башқуридиған һалға кәлгәниди.

буниңдин илгири ички ишлар министири йардәмчиси болуп вәзипә өтигән 76 йашлиқ шаһзадә әһмәд болса, дәм елиш вақитлирини лондонда өткүзмәктә иди.

истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси түнүгүн байанат берип, «өлтүрүлгүчи җәмал қашиқҗи, 2018 – йили 2 – өктәбирдә никаһ рәсмийәтлирини һәл қилиш үчүн киргән сәуди әрәбистан падишаһлиқиниң истанбулдики консулханисида – алдин түзүлгән пиланға асасән – консулхана бинасиға кирәр – кирмәйла боғулуп өлтүрүлгән. җәсити, йәнә алдин пиланланғини бойичә, парчилинип йоқитип ташланған» дегәнләрни қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر