америкада даңлиқ кишиләргә гуманлиқ болақлар әвәтилмәктә

америкада сабиқ муавин пирезидент җо байдинниң өйигә гуманлиқ икки болақ әвәтилди.

1075974
америкада даңлиқ кишиләргә гуманлиқ болақлар әвәтилмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: америкада мушу бир һәптә ичидә демократ партийәсиниң муһим кишилири вә с н н телевизийәсигә әвәтилгән гуманлиқ болақларға охшаш, сабиқ муавин пирезидент җо байидинғиму әвәтилди.

сақчи хадимлири җо байдинға әвәтилгән болақлардин бириниң вашингтон, йәнә бириниң нийу кастилдики почтиханилардин байқалғанлиқини елан қилди.

җо байдинниң өйигә әвәтилгән болақларниң, америка сабиқ пирезидентлиридин барак обама вә бил клинтонниң өйи билән, с н н ниң нийу йорктики ишханисини өз ичигә алған нурғун җайларға әвәтилгән вә ичидә партлиғучи мадда бар болақларға четишлиқ йаки четишлиқ әмәсликиниң тәкшүрүлүватқанлиқи қәйт қилинмақта.

пирезидент доналд трамп твиттерда бу һәқтә һәмбәһирлигән учурида: «бүгүн җәмийитимиздә көрүлүватқан ғәзәпниң зор қисмиға, мән <сахта хәвәрләр> дегән чоң медйаниң қәстәнлик билән тарқатқан хата хәвәрлири сәвәб болди. бу ғәзәп, шунчилик нәпрәткә толған һалға кәлдики, буни чүшәндүрүш мумкин әмәс. чоң медйа дәрһал хаталиқини түзитиши керәк» деди.

мушу һәптиниң бешида, әсли венгирийәлик милйардер җорҗ соросниң нийу йорктики өйигә әвәтилгән болақта партлиғучи мадда байқалған иди.

билдүрүлишичә, түнүгүн (25-өктәбир) әтигән актийор роберт де нирониң нийу йорктики рестораниға гуманлиқ бир болақ әвәтилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر