сомалидики вилайәтләр өз алдиға һәрбий қисим қурушқа башлиди

сомалидики 4 вилайәт мәркизи һөкүмәтниң террорлуқ тәшкилатиға тақабил туралмиғанлиқини илгири сүрүп, өз алдиға һәрбий қисим қурушни қарар қилди.

1076322
сомалидики вилайәтләр өз алдиға һәрбий қисим қурушқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалидики 6 вилайәттин 4и мәркизи һөкүмәтниң террорлуқ тәшкилати әш-шәбабқа тақабил туралмиғанлиқини илгири сүрүп, йеңи мустәқил һәрбий қисим қурушни қарар қилди.

сомалидики вилайәтләр һәмкарлиқ кеңиши тәриипидин чақирилған йиғиндин кейин елан қилинған ортақ хитабнамидә, сомалиниң муқимлиқиниң турақсизлишип кәткәнлики вә әш-шәбаб тәшкилатиниң күндин-күнгә күчийип бериватқанлиқи әскәртилип, вилайәтлик һөкүмәтләрниң әш-шәбабқа тақабил туруши үчүн өз алдиға һәрикәт қилишни қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

хитабнамиға асасән вилайәтләр хәвпсизлик кеңиши қурулидиған болуп, вилайәтләрниң бихәтәрликини сақлаш вә террорлуқ тәшкилатини вилайәтләрдин тазилаш үчүн икки ай ичидә һәр вилайәтлик һөкүмәт әскәр әвәтиду, шундақла мәркәздин башқурулидиған йеңи хәвпсизлик қисми тәшкиллиниду.

бу йеңи һәрбий қисимниң расхотини һәл қилиш үчүн хәпсизлик фонди қурулиду.

билдүрүлүшичә, сомалидики йиғинға пунтләнд, галмундуг, җубаләнд вә ғәрбий җәнуб вилайәтлири қатнашқан болса, һиршабелле вә сомалиләнд вилайәтлири қатнашмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر