афғанистанда адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулниң шималидики әң чоң һава армийә базиси – баграмға йеқин җайда адәм бомба һуҗуми йүз бәрди.

1071133
афғанистанда адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабулниң шималидики әң чоң һава армийә базиси – баграмға йеқин җайда шималий атлантик әһди тәшкилати – нато күчлиригә қарши елип берилған адәм бомба һуҗумида икки пуқра җенидин айрилди.

пәрван җамаәт хәвпсизлик идариси мудири мәһфуз вәлизадә, бир адәм бомба һуҗумчисиниң бәдинигә теңивалған бомбини баграм һава армийә базисиға йеқин йәрдин өтүватқан нато аптомобиллириға йеқинлишип партлатқанлиқини, һуҗумда икки пуқрадин җенидин айрилғанлиқини, үч нато әскири билән икки пуқраниң йариланғанлиқини әскәртти.

бу вәқә тоғрисида афғанистандики нато күчлири һазирғичә һечқандақ байанат бәрмиди. бирақ, һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алған талибан тәшкилати, вәқәдә америка әскәрлириниң өлгәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر