талибан сақчи мәркизигә һуҗум қилди

талибанниң афғанистанниң ғәрбий қисмиға җайлашқан бадгис вилайитидики бир сақчи мәркизигә қилған һуҗумида 5 сақчи җенидин айрилди.

1050971
талибан сақчи мәркизигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бадгис сақчи идариси байанатчиси нәқибуллаһ әмини, талибан әзалириниң бадгисниң банд сабзи районидики бир сақчи мәркизигә қилған һуҗумидин кейин йүз бәргән тоқунушта 5 сақчиниң җенидин айрилғанлиқини, 22 талибанниң өлтүрүлгәнликини, көп санда террочиниң йариланғанлиқини уқтурди.

талибанниң бу һәқтики байанатида болса, вәқәдә 5 сақчиниң өлгәнлики, 7 сақчиниң йариланғанлиқи, 2 сақчиниң әсиргә елинғанлиқи илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر