австрийәдә ашқун ирқчилиқ вәқәлири әвҗ алмақта

австрийәдә бу йил ичдила 335 ашқун қилмиш йүз бәргән.

1043318
австрийәдә ашқун ирқчилиқ вәқәлири әвҗ алмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ашқун ирқчилиқ қилмишлири күндин-күнгә әвҗ еливатқан австрийәдә бу йил ичидила 335 ашқун қилмиш садир болди.

иҗтимаий демократчилар партийәси байанатчиси сабинә сичатизниң соаллириға җаваб бәргән ички ишлар министирлиқи, бу йил ичидила 335 ашқун қилмиш йүз бәргәнликини, буларниң ичидә 95ниң ирқчилиқ, 29ниң йәһудийларға қарши , 9ниң болса исламға қарши садир қилинған вәқәләр икәнликини билдүрди.

минситирлиқ йәнә австрийәдә 1947-йилдин буйан иҗра қилип келиниватқан натсист дунйа қаришиниң тарқилишини чәкләйдиған қанунға зит болған 409 вәқә йүз бәргәнликини ейтти.

иҗтимаий демократчилар партийәси байанатчиси сичатиз ички ишлар министирлиқи елан қилған мәлуматларниң толиму қорқунчлуқ икәнликини әскәртип, йеқинқи үч йилда ашқун ирқчилиқ қилмишлириниң көринәрлик ашқанлиқини ейтти.

ашқун ирқчилиқ қилмишлириниң әң көп австрийәниң йуқири қисмида йүз бәргәнликини ейтқан байанатчи сичатиз, австрийәниң төвән қисмида болса йәһудийларға қарши қилмишларниң йүз бәргәнликини алаһидә әскәртип өтти.

байанатчи сичатиз һөкүмәтниң ашқун қилмишларниң алдини алмайватқанлиқини тәкитләп: бу мәлуматлар кишини һәқиқәтән ойға салиду. һөкүмәт бу ирқчилиқ вәқәлириниң алдини елиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәк, деди.

австрийә баш министири себастийан курзниң өткән һәптә германийәниң чемнитиз районида йүз бәргән вәқәләргә наразилиқ билдүргәнликини әслитип өткән байанатчи сичатиз, буниңға охшаш вәқәләрниң австрийәниң башқа җайлирида йүз бәрмәслики үчүн һөкүмәтниң қандақ тәдбирләрни алғанлиқини сориди.

ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, австрийәдә 2017-йили 660 ашқун қилмиш йүз бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر