ройтерсниң икки мухбири қамақ җазасиға һөкүм қилинди

бирмада аракан мусулманлирини сот ачмай җазалашқа мунасивәтлик һәрбий һөҗҗәтләрни ашкарилиғанлиқини сәвәб қилип тутуп кетилгән ройтерс агентлиқиниң икки мухбири, йәттә йиллиқтин қамақ җамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1042309
ройтерсниң икки мухбири қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма соти тәхминән бир йилдин бери түрмидә туруватқан ва ловн билән кйав соони дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән әйибләп, һәр бирини йәттә йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилди.

ройтерс агентлиқиниң баш муһәррири вә башлиқи стефин җ. адлер бу һәқтә тохтилип: «бүгүн (3-сентәбир) бирма, ройтерс мухбирлиридин ва ловн билән кйав соо вә пүткүл дунйа ахбарати үчүн толиму әпсуслинарлиқ бир күн. хизмитини йахши қилған икки мухбир бесим астида вә җинайәт өткүзгәнлики һәққидә һечқандақ испат йоқ туруп, тоққуз ай түрмидә йатти. мухбирларниң әркинликини тартивелиш давам қиливатиду» деди.

ройтерс агентлиқиниң мәзкур икки мухбири қолида 2017-йили 13-декабир аракан иштатидики бир җайниң хәритиси вә һәрбий доклатларниң тепилғанлиқи сәвәбидин «дөләт мәхпийәтлики қануни» даирәсидә тутулған иди.

бирма һөкүмитиниң, болупму армийәгә мунасивәтлик мәсилиләрдә әркин ахбаратқа болған бесимни күчәйтиватқанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر