хәлқара атом енергийәси оргини: иран келишимгә риайә қилди

хәлқара атом енергийәси оргини иранниң «кәң даирилик һәрикәт пилани» дәп аталған «йадро келишими» ниң шәртлиригә риайә қилғанлиқини билдүрди.

1040502
хәлқара атом енергийәси оргини: иран келишимгә риайә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийәси оргининиң иранниң йадро паалийәтлири тоғрулуқ еладн қилған доклатида, тәптишләрниң «йадро келишими» вә қошумчә келишим лайиһәлири даирисидә иранда тәкшүрүлүшкә тегишлик барлиқ муәссәсәләрни тәкшүрүш пурситигә еришкәнлики әскәртилди.

тәптишләрму теһранниң еғир су вә төвән сәвийәдики қойуқлаштурулған уран амбарлириниң келишим даирисидә бәлгиләнгән миқдарда қалғанлиқини җәзмләштүрди.

иран билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 5 даимий әзаси (америка қошма иштатлири, әнглийә, хитай, фирансийә вә русийә) билән германийә оттурисида  «кәң даирилик һәрикәт пилани» дәп аталған «йадро келишими», 2015 – йили 14 – ийун күни авистирийәниң пайтәхти  вийанада имзаланғаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп дөлитини иран билән түзүлгән «йадро келишими» дин чекиндүрүп, теһранға 7 – авғуст ембарго йүргүзүшкә башлиғаниди.

игилинишичә, «йадро келишими» ни имзаланған башқа тәрәпләр билән иран келишимгә давамлиқ риайә қилидиғанлиқлирини ипадиләп кәлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر