ақсарайниң алдида намайиш өткүзүлди

ақсарайниң алдида ирқчилар билән уларға қарши кишиләр намайиш өткүзди.

1030886
ақсарайниң алдида намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң шарлитсвил (Charlottesville) шәһиридә бултур йүз бәргән ирқчилиқ намайишниң 1-йиллиқида пайтәхт вашингитон икки бөлүнди.  

ашқун намайишларни қоллиғучилар билән уларға қарши чиққучилар ақсарайниң алдиға йиғилди.

бултур вирҗинйа иштатиға қарашлиқ шарлитсвил шәһиридә ақ тәнликләрниң үстүн ирқ икәнликини йақлап өткүзүлгән намайишлар бу йил вашингитонға кеңәйди.

ашқун ирқчи намайишчиларға қарши бир түркүм киши  «нәпрәт йоқ»дегән шоар астида намайиш өткүзди.

икки гуруппа ақсарайниң алдиға йиғилди.

сақчилар намайишчиларни тарқитвәтмәкчи болди.

бултур шарлитсвилдики намайишларни тәшкиллигән кишиниң ақсарайниң алдиға келиши вәзийәтни техиму кәскинләштүрүвәтти.

шарлитсвилда 1 йил илгири ақ тәнликләрниң үстүн ирқ икәнликини йақлап өткүзүлгән намайишлар әснасида мәйданға кәлгән тоқунушларда бир киши өлүп, 30дин артуқ киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر