чилиниң сабиқ пирезиденти б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға намзат көрситилди

б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға чилиниң сабиқ пирезиденти мичелле бачелет намзат көрситилди.

1028904
чилиниң сабиқ пирезиденти б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға намзат көрситилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т дики дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, б д т баш катипи антонио гутеррес, кишилик һоқуқ алий комиссарлиқ вәзиписигә бачелетни намзат қилип көрсәткән.

б д т баш катип тәрипидин көрситилгән бу вәзипигә намзат қилип көрситилгән киши, 193 әзалиқ б д т  омумий кеңишидә авазға қойулиду.

чилиниң сабиқ пирезиденти бачелет, б д т омумий кеңишиниң мақуллуқидин өткән тәқдирдә, вәзипә өтәш муддитини мушу айниң ахирида ахирлаштуридиған б д т кишилик һоқуқ алий комиссари зийад рәид әлһусәйиндин вәзипә тапшуруп алиду.

балилар кесәллики дохтурлуқидин сийасәт сәһнисигә қәдәм қойған бачелет, 2006 – 2010 вә 2014 –2018 – йиллири арисида икки қетим чили пирезиденти болуп вәзипә өтигәниди.

буниңдин илгири байанат берип б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға қайта намзат болмайдиғанлиқини билдүргән вә мушу айниң ахирида вәзипә өтәш муддити ахирлишидиған ийорданийә шаһзадиси зәйд болса, «очуқ сөзлүк» болғанлиқи үчүн көплигән һөкүмәтләрниң әйиблишигә учриғанлиқини, һәтта асасән дегүдәк барлиқ һөкүмәтләрни биарам қилғанлиқини ейтқаниди.

америка пирезиденти доналд трампни «инсанийәтни һалакәт гирдабиға иттириш»؛ вингерийә баш министири виктор орбанни «ирқчи» ؛ филиппин пирезиденти родриго дутертениң «писхикилиқ дийагнозға моһтаҗ» дегәнгә охшаш көп санда һөкүмәт вә дөләт башлиқлирини әйиблигән зәйд, өзидин вәзипә тапшуруп алидиған кишиниң «очуқ сөзлүк» болуши вә «әйибләшләрдин қорқмаслиқи» керәкликини тәкитлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر