афғанистандики бир җамәдә җүмә намизи әснасида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистанниң пактийа вилайитидики һазара шиәлириниң бир җамәсидә җүмә намизи әснасида адәм бомба һуҗуми йүз берип, 8 адәм җенидин айрилди.

1025321
афғанистандики бир җамәдә җүмә намизи әснасида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пактийа валийлиқ мәһкимиси байанатчиси абдуллаһ һасрәт, һуҗумчиниң бәдинигә теңивалған бомбини гәдиз шәһиридики һазара шиәлириниң бир җамәсидә җүмә намизи әснасида партлитиши нәтиҗисидә 8 кишиниң қаза қилғанлиқини, 12 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

һазирғичә һечқандақ шәхс йаки тәшкилат һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر