афғанистанда үч чәт әллик өлтүрүлди

афғанистанниң пайтәхти кабулда гөрүгә елип қечилған чәт әллик үч киши өлтүрүлди.

1024768
афғанистанда үч чәт әллик өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқиниң муавин байанатчиси насрат раһими, өлтүрүлгән чәт әлликләрниң һиндистан, малайшийа вә македонийә пуқраси икәнликини билдүрди.

кабул җамаәт хәвпсизлик идариси байанатчиси һашмәт станикзәйму чәт әлликләрниң кабулниң мусаһи районидин кимлики намәлум кишиләр тәрипидин гөрүгә елип қечилғандин кейин өлтүрүветилгәнликини ейтти.

снаникзәй, вәқәгә алақидар тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини, һазирғичә һечқандақ бир тәрәпниң һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر