руминийә нато ниң қоманданлиқ мәркизигә саһибханилиқ қилиду

руминийә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қоманданлиқ мәркизигә саһибханилиқ қилиду.

1012374
руминийә нато ниң қоманданлиқ мәркизигә саһибханилиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: руминийә пирезиденти клавс җоһаннис белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинидин кейин елан қилған байанатида,  дөлитиниң руминийәдә нато ниң 3 йултузлуқ қоманданлиқ мәркизини қуруш тәклипини қобул қилғанлиқини ейтти.

мәлуматларға қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң руминийәдә қурулидиған қоманданлиқ мәркизидә тәхминән 400 әскәр вәзипә өтәйдикән, шуниң билән бир вақитта, нато руминийәдики көп дөләтлик қисим турушлуқ базини даимий базиға айландуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر