иран уран қойуқландурушқа тәййар икәнликини җакарлиди

иран атом енергийәси идариси башлиқи әли әкбәр салиһи иранниң уран қойуқландурушқа тәййар икәнликини җакарлиди.

976825
иран уран қойуқландурушқа тәййар икәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран атом енергийәси идариси башлиқи әли әкбәр салиһи, йуқири сәвийәлик уран қойуқландуруш үчүн тәййарлиқ хизмәтлириниң тамамланғанлиқини ейтти.

иранниң йерим рәсмий хәвәр агентлиқи меһрниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда, әли әкбәр салиһи бу һәқтә иран парламентиға қарашлиқ техника, тәлим-тәрбийә вә тәтқиқат комитетида парламент әзалириға мәлумат бәргән.

йиғин түгигәндин кейин бу һәқтә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән салиһи, комитетқа йадро пирограммилирини қайтидин башлаш үчүн тәййар икәнликлирини билдүргәнликини деди.

салиһи ирандики йадро хизмәтлириниң 2015-йили түзүлгән йадро келишими даирисидә оңушлуқ давамлашқанлиқини әскәртип: әгәр йадро келишимидин бурунқи әһвалимизға қайтишқа тоғра кәлсә йаки йуқири сәвийәлик уран қойуқландурмақчи болсақ тәййарлиқимизни қилип болдуқ, лекин бундақ қилишқа мәҗбур болуп қалғимиз йоқ, деди.

америка пирезиденти доналд трамп, иран билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә әза дөләтләр вә германийә арисида 2015-йили ийулда түзүлгән келишимидин америкини чекиндүрүп чиқип, теһранға еғир ембарголарни қойидиғанлиқини уқтурғаниди.

иран йадро келишимини давамлаштуруш үчүн келишимгә алақидар тәрәпләрдин вашингитон һөкүмитиниң ембарголириға қарши тәдбирләрни елишлирини тәләп қилимақта.

америка ташқи ишлар министири майк помпейому бир нәччә күн илгири, иранға «мисли көрүлүп бақмиған пул-муамилә бесими вә тарихтики әң еғир ембарголарниң»қойолидиғанлиқини билдүргәниди.

иран билән қайтидин йадро келишими түзүлүши керәкликини илгири сүргән помпейо, иранниң бурунқи вә һазирқи йадро қораллири хизмәтлирини хәлқара атом енергийәси идарисиға доклат қилип, еғир су риакторлири болуп барлиқ уран ишләпчиқириш хизмәтлирини тохтитиши лазимлиқини ейтқаниди.

иран пирезиденти һәсән руһани помпейониң бу сөзлиригә«сән кимтиң иран вә дунйа тоғрулуқ қарар чиқиридиған» дегән мәзмунда рәддийә бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر