қаратағ русийәниң бир дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқиридиған болди

қаратағ сабиқ русийә җасуси сергей сикрипал вә қизиниң зәһәрлиниши сәвәбидин русийә дипломатлирини чеградин қоғлап чиқириш карвиниға қошулди.

939573
қаратағ русийәниң бир дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқиридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: қаратағ һөкүмити русийәниң бир иепломатийә хадимини қоғлап чиқириш вә қаратағдики пәхри консулханисини тақаш қарари алди.

қаратағ һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта, «қаратағ һөкүмити болуш сүпитимиз билән русийә консулханисида вәзипә өтәватқан бир депломатийә вәкилини <йахтурлмайдиған киши> елан қилиш һәмдә русийәниң қардағдики пәхри консулханисиға берилгән тәстиқни әмәлдин қалдуруш қарари чиқардуқ» дейилди.

бу қарарниң қаратағниң иттипақдашлириға маслашқан һалда елинғанлиқи қәйт қилинған байанатта йәнә, <йақтурулмайдиған киши> дәп елан қилинған русийәлик дипломатниң мәмликәтни ташлап чиқип кетиши үчүн бир һәптилик муддәт берилгәнлики уқтурулди.

әнглийә сабиқ русийә җасуси сикирипалниң зәһәрлинишиниң арқисида москваниң қоли барлиқини илгири сүргән болуп, қаратағму әнглийәни қоллайдиғанлиқини җакарлиди һәмдә йәнә русийәни «2016йили өктәбирдә йүз бәргән һәрбий -сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидә қоли бар» дәп әйиблиди.

русийә бу барлиқ әйибләшләрни рәт қилмақта.

америка вә нурғунлиған йавропа дөләтлири сикрипал вәқәси сәвәбидин русийә дипломатлирини чегралиридин қоғлап чиқириш қарари алған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر