бирма вә баңладиш рәһбәрлири аракан мусулманлири үчүн йиғин чақирди

бирма вә баңладиш рәһбәрлири аракан өлкисидин қачқан мусулманлар тоғрулуқ йиғин чақирди.

888592
бирма вә баңладиш рәһбәрлири аракан мусулманлири үчүн йиғин чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма вә баңладиш рәһбәрлири аракан өлкисидин қачқан мусулманларниң (роһиңйалиқлар)йуртиға қайтиш мәсилиси үстидә музакирә өткүзүш үчүн көрүшти.

бирма параванлиқ, йардәм вә туралғу ишлири министири вин мийат айе бирма вә баңладиш рәһбәрлириниң пайтәхт нәпидода араканлиқ мусулманларниң бирмаға қайтип келиш мәсилиси үстидә кеңәш өткүзүш үчүн учрашқанлиқлирини уқтурди.

вин мийат айе баңладишқа қачқан араканлиқ мусулманларни бирмаға келәр һәптә қайтурушни пиланливатқанлиқлирини әскәртти.

йәрлик таратқуларда бу һәқтә елан қилинған хәвәрләргә қариғанда, баңладиш даирилири 100миң әтрапида мусапирниң араканға қайтишини үмид қилидикән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи хадими вивийан тан араканлиқ мусулманларни бирмаға қайтуруш мусаписидә вәзипә өтәшни халайдиғанлиқлирини ейтти.

тан мундақ деди: «навада бу ишқа кирсәк араканлиқ мусулманларниң йуртлирини тоғра ениқлап чиқалаймиз, шундақла мусапирлар болуп барлиқ алақидар тәрәпләрниң бир-биригә болған ишәнчисиниң ешишиға пайдимиз тегип қелиши мумкин.»

бултур 25-авғусттин буйан бирма армийәси вә ашқун будистларниң аракан мусулманлириға қаратқан һуҗумлирида миңларчә адәм өлүп, 600миң дин артуқ адәм қошна дөләт баңладишқа қачқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر