америкиниң панамада турушлуқ баш әлчиси трампқа наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди

америкиниң панамада турушлуқ баш әлчиси җон филей, пирезидент трампниң бәзи латин америкиси вә африқа әллиридин кәлгән көчмәнләр тоғрисидики сөзлиригә наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди.

887525
америкиниң панамада турушлуқ баш әлчиси трампқа наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң панамада турушлуқ баш әлчиси җон филей, америка пирезиденти доналд трампниң бәзи латин америкиси вә африқа әллиридин кәлгән көчмәнләрни көздә тутуп ишләткән «адәмниң көңлини елиштуридиған дөләтләрдин келишиду» дегән сөзлиригә наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди.

америка таратқулири вә иҗтимаий таратқуларда орун алған хәвәрләргә қариғанда, филей америка ташқи ишлар министирлиқиға йоллиған истепа мәктупида, бу сәвәбтин пиринсиплириға тоғра кәлмигәнлики үчүн трамп һөкүмитигә хизмәт қилалмайдиғанлиқини әскәрткән.

министирлиқ филейниң вәзиписидин айрилидиғанлиқини җәзмләштүрди вә 9 – марттин башлап хусусий сәвәбләр түпәйли дәм елишқа чиқишқа қарар қилғанлиқини уқтурди.

җон филей, 2015 – йили ийул ейида америкиниң сабиқ пирезиденти барак обама мәзгилидә панама баш әлчиликигә тәйинләнгәниди.

пирезидент трампниң ақсарайдики бир йиғинида, бәзи латин америкиси вә африқа дөләтлиридин кәлгән көчмәнләрни әйибләп, «көңүлни елиштуридиған дөләтләрдин келишиду» дегәнлики қәйт қилинғаниди.

таратқуларда орун алған хәвәрләрдә, җумһурийәтчи қанатниң җәнубий каролина палата әзаси линдсей граһам вә демократчи қанатниң иллиноис палата әзаси дик дурбин қатарлиқлар иштирак қилған бир йиғинида, трампниң «немишқа көңүлни елиштуридиған бу дөләтләрдин кишиләрниң бу йәргә келишини халаймиз. норвегийәдин техиму көп көчмән қобул қилишимиз лазим» дегәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر