доналд трамп йәнә мәсхиригә қалди

доналд трамп норвегийә баш министири ена солберг билән өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида сөзидин езип кәтти.

886237
доналд трамп йәнә мәсхиригә қалди

 

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп норвегийә баш министири ена солберг билән ақ сарайда қошма ахбарат елиш йиғини чақирди. йиғинидики хата сөзлири һәммәйләнни һәйран қалдурди. 

доналд трамп америкиниң норвегийәгә «F-52» вә «F-35» типлиқ уруш айропиланлирини тапшурушқа башлиғанлиқини ейтти.

униң бу сөзи «трамп зади немә демәкчи?» дегән инкасларниң пәйда болушиға сәвәб болди.

чүнки америка «F-52» типлиқ уруш айропилан ишләпчиқармайду. бирақ норвегийәгә 52 данә «F-35» типлиқ уруш айропилани сетиш келишими түзүлгән болуп, булардин дәсләпки қәдәмдә нойабир ейида 3 данә тапшурулған иди. 

йиғин залидики инкаслардин өзиниң хата сөз қилғанлиқини билгән трамп вәзийәтни охшишвелишқа тиришти. «җәмий 52 данә саттуқ. униң бир қисмини һазирдин башлапла тапшурушқа башлидуқ, һәтта бәлгиләнгән вақтидин бурун тапшурдуқ. 10 милйард долларлиқ закас алған идуқ» деди.

трампниң бу әһвали тивиттерда болушиға мәсхирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر