афғанистан дөләт бихәтәрлик идариси бинаси һуҗумға учриди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики дөләт бихәтәрлик идариси бинаси һуҗумға учриди.

870918
афғанистан дөләт бихәтәрлик идариси бинаси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан сақчи тармақлири, һуҗумчиларниң кабулниң афшар районидики қурулуши давамлишиватқан бир бинаға кирип, дөләт бихәтәрлик идарисиниң мәшиқ мәркизини оққа тутқанлиқини уқтурди.

һуҗумчиларни бир тәрәп қилиш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлгән болсиму, вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлүп – көрүлмигәнлики, һуҗумчиларниң сани қатарлиқлар тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

районниң кириш – чиқиш еғизлири тақиветилди, һуҗумниң җавабкарлиқини даеш террорлуқ тәшкилати үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر