шималий корейә американиң қарариға дәрһал җаваб қайтурди

шималий корейә һөкүмити америка пирезиденти доналд трампниң шималий корейәни террорлуқни қоллиған дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликигә «иғвагәрчилик» дәп баһа бәрди.

852825
шималий корейә американиң қарариға дәрһал җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә ташқи ишлар министирлиқи американиң шималий корейәни террорлуқни қоллиған дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликигә наразилиқ билдүрди. шималий корейә агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, шималий корейә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси пийоңйаңниң террорлуқ билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини әскәртип, трампниң қарарини «чоң иғвагәрчилик» вә «шималий корейәгә вәһшийлик билән паракәндичилик селиш» дәп баһа бәргән.

шималий корейә байанатчиси, американиң бу һәрикитини пийоңйаңниң өзини вашингтонниң дүшмәнликидин қоғдаш үчүн йадро қоралини тәрәққий қилдурушни давамлаштуруши керәкликини көрситип беридиғанлиқини әскәртти вә шималий корейәниң йадро күчини техиму күчәйтишни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди. байанатчи: «америка шималий корейәгә һөрмәтсизләрчә қилинған иғвагәрчилик кәлтүрүп чиқиридиған барлиқ ақивәтләргә мәсул болиду» деди.

америка һөкүмити дүшәнбә (20-нойабир) күни, йәни аридин тоққуз йил өткәндә шималий корейәни «террорлуқни қоллиған дөләтләр» тизимликигә киргүзгән иди. тизимликкә иран, судан вә сүрийәму киргүзүлди.

америка хәзинә министирлиқи түнүгүн (21-нойабир) шималий корейәниң сода паалийәтлиригә чәклимә қойуш үчүн хитайниң үч ширкити вә бир пуқрасини өз ичигә алған җәмий 13 ширкәт һәмдә 20 парахотқа ембарго йүргүзүшни қарар қилғанлиқини елан қилған иди. бу һәқтики байанатта, ембарголарниң шималий корейәниң қанунға хилап балистик башқурулидиған бомба вә йадро қорал тәрәққий қилдуруш пирограммилириға ғәйрий рәсмий йоллардин қилиниватқан малийә йардәмлирини кесип ташлаш мәқситигә игә икәнлики әскәртилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر