ирақта бир айал уруш мухбири җенидин айрилди

ирақниң ғәрбидә давамлишиватқан һөкүмәт күчлири билән даеш террорлуқ тәшкилати арисидики тоқунушни тәқиб қиливатқан бир айал журналист җенидин айрилди.

849528
ирақта бир айал уруш мухбири җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ армийәсидин низар абдулһәмид байанат берип, «һәшдушшәби билән бирликтә әнбар вилайитигә қарашлиқ қаим наһийәсидики тоқунушларни көзитиватқан уруш мухбири рана әлуҗәйли җенидин айрилди» деди вә уруш мухбири рананиң оператори мунтәзир адилниңму йариланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

уҗәйли, һәшдушшәбигә қарашлиқ уруш учур торида хизмәт қилатти.

мәтбуат әркинликини көзитиш сарийиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, журналистларға нисбәтән әң хәтәрлик дөләтләрниң бири һесаблинидиған ирақта 2017 – йили ичидә 7 журналист өлтүрүлгән, 11 журналист йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر