«отура африқа мусулманлириму адәмдәк йашиши керәк»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонио гуттеррес отура африқа мусулманлириниңму адәмдәк йашаш һоқуқи барлиқини ейтти.

835710
«отура африқа мусулманлириму адәмдәк йашиши керәк»

түркийә авази радийоси хәвири: отура африқа җумһурийитидә зийарәттә болуватқан гуттеррес, бангассода мусулманлар йашаватқан районларни көздин кәчүргәндә қилған сөзидә, өзини қизғин қарши алған мусулманларға хитаб қилип мундақ деди: «силәр тартиватқан дәрд – әләмләрни көрүп қаттиқ азабландим. толиму әпсуски, бу әһвал пәқәт бангасссоғила хас әмәс болуп, нөвәттә йүз миңларчә отура африқилиқ өй – маканлиридин айрилип қалған йаки йирақ әлләрдә сүргүндә йашимақта. отура африқаида хәлқләр ара мурәссәчилик ишқа ашурулуши керәк, отура африқилиқ мусулманларму өтмүзтә қанчә йүз йил йашғинидәк, һазирму адәмдәк йашиши, җәмийәттин тегишлик орун елиши лазим. әксичә болғанда, бөлүнүш вә дүшмәнлик апәтлири йамрап кетип, киризисни һәл қилиш мумкин болмайду. хиристийанларму, мусулманларму дәрд - әләм тартиду. йашаш қийинлишиду, дөләтму тәрәққий қилалмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر