пентагон «сәвәнлик билән» пуқраларға һуҗум қилғанлиқини етирап қилди

америка қошма иштатлири мудапиә министирлиқи (пентагон), афғанистанда террорчиларға һавадин зәрбә бериш һәрикити җәрйанида, сәвәнлик билән пуқраларни бомбардиман қилғанлиқини етирап қилди.

816045
пентагон «сәвәнлик билән» пуқраларға һуҗум қилғанлиқини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вә иттипақдашлириниң афғанистандики қараргаһи байанат елан қилип, террорчиларға қарши елип берилған һава һуҗумида пуқраларниң талапәткә учриғанлиқини, вәқәниң кабул айродурумиға йеқин җайға һуҗум қилған террорчиларни чекиндүрүш мәқситидә елип берилған һава һуҗуми әснасида йүз бәргәнликини уқтурди.

байанатта, «(афғанистан хәвпсизлик күчлиригә) йардәм қилғучи америка әскәрлири һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди. әпсуски, бомбилардин бири нормал ишлимәй, кишиләргә зийан йәткүзди. қәтий ирадә билән йардәм қилиш қоманданлиқи, пуқраларниң талапәткә учритилғанлиқидин чоңқур әпсусланмақта» дейилди.

афғанистан таратқулири, америкиниң һава һуҗумида бир кишиниң өлгәнлики, 4 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر