иран америкиға һәйвә көрсәтти

иран америка ембарго қойушни давамлаштурған тәқдирдә уран қойуқландурушни тезләштүридиғанлиқини билдүрди.

794499
иран америкиға һәйвә көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иран атом енергийәси идариси башлиқи әли әкбәр салиһи мундақ деди: «пүтүн күчимиз билән тиришсақ, әң аз 5 күн ичидә йадро базисида уранни %20 әтрапида қойуқландуруғили болиду.»

салиһи сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «йадро келишими һасил қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликимиздин, бундақ ишниң йүз беришини халимаймиз, әлвәттә.»

иран пирезиденти һәсән руһаниму өткән һәптә америка йеңи ембарголар қойған тәқдирдә 2015-йили һасил болған йадро келишимини қисқа вақит ичидә бикар қиливетидиғанлиқлирини билдүрүп америкини агаһландурғаниди.

иран 2015-йили русийә, әнглийә, германийә, фирансийә, хитай вә америка билән музакирә өткүзүп йадро келишими һасил қилди, бу келишимниң нәтиҗисидә уран қойуқландуруш сәвийәсини %5ниң астида тутуп турушни қобул қилди, буниң бәдилигә  иранға қаритилған ембарголарниң йиниклитилидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر