ишарәт тили билидиған маймун аләмдин өтти

атланта һайванат бағчисидики ишарәт тили билән алақә орнитишни өгәнгән тунҗи маймунларниң бири болған чантек аләмдин өтти.

785980
ишарәт тили билидиған маймун аләмдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: атланта һайванат бағчисидики ишарәт тили билән алақә орнитишни өгәнгән тунҗи маймунларниң бири болған чантек, йүрәк кесилигә дучар болуп, 39 йешида аләмдин өтти.

чантикниң шималий америка һайванат бағчилириниң әң қери маймуни икәнлики, маймунларниң 35 йаштин кейин тезла қерип кетидиғанлиқи қәйт қилинди.

чантек исимлик мәзкур маймун, теннесеседа 9 йил бойичә лйон милес исимлик антрополог билән бир өйдә туруп, нәрсә – керәкләрни ишлитишни вә өйдин ашханиға беришни өгәнгәниди. у йәнә, 2014 – йили сүрәткә елинған «мәктәпкә баридиған маймун» намлиқ бир һөҗҗәтлик филимға тема болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر