нетенйаһу «гуманданлиқ» дәп қаралди

исраилийә сақчилириниң сот мәһкимисигә сунған доклатида, исраилийә баш министири бенйамин нетенйаһуниң чириклик вә парихорлуқ қилмишлири түпәйли «гуманлиқ» дәп қаралғанлиқи билдүрүлди.

783940
нетенйаһу «гуманданлиқ» дәп қаралди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә таратқулириниң билдүрүшичә, исраилийә сақчилириниң сот мәһкимисигә доклат сунуш арқилиқ давамлаштуруватқан тәкшүрүши нәтиҗисидә нетенйаһуниң «парихорлуқ вә чириклик қилмишлири түпәйли гуманлиқ» икәнлики тәкитләнгән һәмдә тәкшүрүш ахирлашқанға қәдәр нетенйаһу тоғрулуқ хәвәр чәклимиси қойушни тәләп қилған. сот мәһкимиси сақчи тәрәпниң тәлипигә асасән нетенйаһу үстидин елип бериливатқан тәкшүрүшләр тоғрулуқ 17 – сентәбиргичә хәвәр тарқатмаслиқ чәклимиси қойған. таратқуларниң түнүгүнки хәвәрлиридә, сабиқ мәслиһәтчиләрдин ари һаровниң «нетенйаһуға қарши гуваһлиқ бәргәнлики» әскәртилгән, әмма тәпсилий мәлумат берилмигәниди. нетенйаһуниң рәпиқиси сараму алдинқи күни чириклик қилмиши билән әйиблинип,  сақчилар тәрипидин сорақ қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر