йәмәндә 4 милйон 500 миң өсмүр мәктәпсиз қелиш алдида туриду

йәмәндә әгәр оқутқучиларниң бир йиллиқ маиши берилмигән тәқдирдә тәхминән 4 милйон 500 миң өсмүр алдимиздики мәзгилдә мәктәпләргә баралмайду.

781336
йәмәндә 4 милйон 500 миң өсмүр мәктәпсиз қелиш алдида туриду

түркийә авази радйоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди җәмийити «UNICEF» йәмәндә хадимларниң маашини берәлмәслик сәвәбидин тәхминән 4 милйон 500 миң өсмүр оқуватқан мәктәпләрниң йеңи йиллиқ оқуш мәзгилидә ичилмайдиғанлиқи һәққидә алаһидә агаһландурушта болди.

йәмәндики шиә өктичи хусийларниң контирол қилған районларда иқтисади кирим мәнбәрлирини алқиниға киргүзүвалғанлиқи сәвәбидин йәмән маарип министирлиқи оқутқучи вә ишчи - кадирлириға алдинқи йилниң ахириқи ейидин буйан маиш тарқиталмай кәлмәктә.

пайтәхт сәнадики маарип уйушмисиму оқутқучиларниң 9 айдин буйан маиш алмай хизмәт қиливатқанлиқини билдүрүп, маарип хадимлирини иш ташлаш намайиши өткүзүшкә чақириқ қилған иди. 

йәмән икки йилдин көпрәк вақиттин буйан хусийлар вә уларни қоллаватқан сабиқ пирзидент әли абдуллаһ салиһ билән қанунлуқ һөкүмәт оттурисидики туқунушларға сәһнә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر