хитайда бир қоймичи муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинди

хитайда бир универстет оқуғучисиниң оқуш пулини телефон арқилиқ қойувәткән қоймичиларға, муддәтсиз вә муддәтлик болуп һәр хил қамақ җазаси берилди.

773732
хитайда бир қоймичи муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда бир универстет оқуғучисиниң өлүми билән ахирлашқан бир қоймичилиқ делосида, йәттә җинайәтчиниң бирси муддәтсиз, алтә җинайәтчи үч йиллиқтин 15 йиллиққичә болған қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

қоймичилиқ вә кишиләрниң хусусий учурлирини қанунсиз игиләш җинайити билән әйиблинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған чин вингүйгә барлиқ мал-мүлүклирини мусадирә қилиш вә сийасий һоқуқидин өмүрвайәт мәһрум қилиш җазалириму берилди.

универстет оқуғучиси шү йүйү өткән йили өзигә телефон қилғанларға оқуш пули үчүн елип қойған 9 миң 900 йүән (тәхминән 5 миң 100 лира) қойулуп кәткәнликини билгәндин кейин, йүрики соқуштин тохтап өлүп кәткән иди.

хитайда өткән йили (2016) 19 миң 300 киши телефон қоймичилиқи гумани билән қолға елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر